русийә нато билән болған мунасивәтлирини қайтидин бәрпа қилишниң сигналини бәрди

русийә ташқи ишлар министири ташқи ишлар министири сергей лавров русийәниң нато билән болған һәрбий мунасивәтлирини қайтидин бәрпа қилишни халайдиғанлиқлирини билдүрди.

675360
русийә нато билән болған мунасивәтлирини қайтидин бәрпа қилишниң сигналини бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, русийәниң һечқандақ бир дөләт билән тоқунушқа киргүси йоқлиқини, бирақ дөләт мәнпәәтни қоғдийалайдиған қудрәттә икәнликини ейтти.

53-нөвәтлик мийунхин хәвпсизлик йиғинида сөз қилған лавров, шималий атлантик әһди тәшкилати натониң кеңийишиниң йавропаниң вәзийитини кәсинләштүрүветидиғанлиқини йақлап, һәм русийә һәмдә ғәрбниң әндишилирини түгитиш вә диалогни давамлаштуруш үчүн нато билән болған һәрбий һәмкарлиқни қайтидин башлаш лазимлиқини алаһидә әскәртти.

лавров нато билән русийә оттурисидики һәмкарлиқ мунасивәтлирини бәлгиләш хусусийитигә игә болған париж әһдинамисиниң20 йил,  рим хитабнамисиниң болса 15 йил илгири имзаланғанлиқини ипадә қилип мундақ деди:«мәзкур келишимләргә асасланғанда, нато билән русийә бихәтәрликни өз-ара һөрмәт даирисидә бәрпа қилишни қарар қилған, бирақ бу ишқа ашмиди, чүнки нато соғуқ мунасивәтләр урушиниң оргини сүпитидә қелип қалди.»

украина киризиси үстидиму тохталған лавров, минск әһдинамисиниң шәртлири орундалмай туруп ғәрбкә йүргүзүватқан ембарголарни бикар қилмайдиғанлиқлирини билдүрди.

сергей лавров, америка қошма иштатлири билән әмәлийәтчанлиқ вә өз-ара һөрмәт асасида мунасивәтләрни күчәйтишни халайдиғанлиқлириниму тәкитләп өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر