бир хитай писхолог өзи давалаватқан бимарларни елип қачти

хитайниң ғәрбий җәнубий қисмиға җайлашқан гуйҗу өлкисидә бир писхолог өзи давалаватқан 64 бимарни гөрүгә елип қачти.

666983
бир хитай писхолог өзи давалаватқан бимарларни елип қачти

түркийә авази радийоси хәвири: гуййаң шәһиридики гуйхаң 300 әқлий вә роһий кесәлликләр дохтурханиси хадимлири, писхолог йаң шавлейниң бимарларниң йеқин – йоруқлири вә алақидар кишиләргә һечқандақ мәлумат бәрмәстин өзи давалаватқан 64 бимарини елип қачқанлиқини уқтурди.

бимарлар елип қечилғандин кейин дохтур вә сестраларни өз ичигә алған 11 сәһийә хадими иш ташлиди. дохтурхана мәсуллири тәкшүрүш елип берип, йаңниң техиму йахши саламәтлик шараитиға ериштүридиғанлиқини вәдә қилип бимарларни елип қачқанлиқини, дохтур вә сестраларниң болса, маашлириниң өстүрүлүшини тәләп қилип иш ташлиғанлиқини ениқлап чиқти.

мәсуллар, йаң вә мәзкур сәһийә хадимлири үстидин қануний тәкшүрүш елип берилидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر