әнглийә баш вәзири түркийәгә кәлди

әнглийә баш вәзири теризе мәй баш министир йилдиримниң тәклипигә бинаән дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн түркийәгә кәлди.

660901
әнглийә баш вәзири түркийәгә кәлди

түркийә авази радийоси хәвири:  баш вәзир мәйниң әнқәрәдики тунҗи бекити ататүрк хатирә сарийи болди.

баш вәзир бу йәрдә ататүркниң қәбрисигә гүлчәмбирәк қойди һәм һөрмәттә турди.

заманиви түркийәниң қурғучиси үчүн һазирланған хатирә сарийини зийарәт қилғанлиқидин толиму хурсән болғанлиқини әскәрткән мәй, «ататүркниң йуртта тинчлиқ, җаһанда тинчлиқ» нишанини ишқа ашуруш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз» деди.

меһман баш вәзир кейинчә җумһур рәислик сарийида җумһур рәис әрдоған әрдоған тәрипидин қобул қилинди.

мәй кейинчә чанкайа сарийида баш министир йилдирим тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елиниду.

 учришишта, даешқа қарши елип бериливатқан хәлқаралиқ күрәштин сирт йәнә, йавропа иттипақидин айрилишқа тәййарлиниватқан әнглийәниң түркийә билән болған дипломатик мунасивәтлири қатарлиқ мәсилиләрни чөридигән һалда музакирә елип берилиду.

учришишта йәнә, терроризмға қарши күрәштин қибрис мәсилисигичә, сода ишлиридин мусапирлар мәсилисигичә районлуқ өзгиришләр тоғрилиқму сөһбәт елип берилиду.

йилдирим билән мәй кейинчә қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду. арқидин баш вәзир чанкайа сарийида шәрипигә бериидиған зийапәткә иштирак қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر