һиндистанда қар палакитидә өлгәнләрниң сани 19 ға йәтти

һиндистанниң җамму кәшмир райониға җайлашқан һималайа теғида йүз бәргән қар көчкүни палакитидә һайатидин айрилғанларниң сани 19 ға йәтти.

660544
һиндистанда қар палакитидә өлгәнләрниң сани 19 ға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: һәрбий байанатчи полковник раҗеш калиа гурез районида йүз бәргән қар көчкүниниң астида қалған йәнә 4 әскәрниң җәсити тепилғанлиқини қәйт қилди.

райондики һава шараитиниң начарлиқи вә қаттиқ қар йеғиши сәвәбидин издәш – қутқузуш паалийәтлириниң тохтитип қойулғанлиқи билдүрүлди.

җамму кәшмир районидики көплигән җайларда қар көчкүни тоғрулуқ агаһландуруш берилгәндин кейин даириләр хәтәрлик районлардин нурғун кишини бихәтәр җайларға орунлаштурған, районда издәш – қутқузуш әтрәтлири түнүгүн вә алдинқи күни қар көчкүни астидин 15 кишиниң җәситини тапқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر