ирақниң әнбар вилайитидә 18 даешчи өлтүрүлди

ирақниң әнбар вилайитидә даешқа қарши елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә 18 даешчи өлтүрүлди.

659034
ирақниң әнбар вилайитидә 18 даешчи өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара иттипақдаш қисимлири ирақниң әнбар вилайитидә һавадин һәрбий һәрикәт елип берип, террорлуқ тәшкилати даешниң 18 әзасини уҗуқтурди.

әнбардики җәзирә һәрбий һәрикәт қомандани генерал қасим муһәммәд, хәлқара иттипақдаш қисимлириға тәвә айропиланларниң әнбәр вилайитигә җайлашқан әл-қайим наһийәсиниң җәнубида даешқа тәвә бир базини битчит қилғанлиқини билдүрди.

ирақ қомандани һуҗумда 18 даешчиниң өлтүрүлгәнликини ейтти.

буниңдин сирт, даешниң мусулниң шәрқий җәнубида йардәм буйумлири күтүватқан кишиләрни һуҗум нишани қилғанлиқи билдүрүлди.

генерал қасим муһәммәд йәнә террорлуқ тәшкилатиниң топ оқлири билән елип барған һуҗумлирида 4 кишиниң өлгәнликини, 6синиң еғир йариланғанлиқиниму ейтти.  


خەتكۈچ: #даеш , #әнбар , #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر