хитай русийә чеграсиға башқурулидиған бомба системиси орунлаштурди

хитай русийә чеграсиға қитәләр ара узун мусапилиқ балистик башқурулидиған бомба системисини орунлаштурди.

658779
хитай русийә чеграсиға башқурулидиған бомба системиси орунлаштурди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң «Dongfeng-41» типлиқ қитәләр ара узун мусапилиқ балистик башқурулидиған бомба системисини русийә чеграсиға орунлаштурғанлиқи билдүрүлди.

хитайниң рәсмий гезитлиридин «йәр шари вақит гезити»ниң хәвиридә, «Dongfeng-41» типлиқ қитәләр ара узун мусапилиқ балистик башқурулидиған бомба системисиниң русийәгә чегридаш хийлоңҗийаң райониға орунлаштурулғанлиқи вә «Dongfeng-41» ниң қаттиқ йеқилғу билән һәрикәт қилидиған һәмдә мусаписи 10 миң келометирдин ашидиған қәтәләр ара башқурулидиған бомба икәнлики билдүрүлди.

бу арилиқта хитайниң русийә чеграсиға башқурулидиған бомба системисини орунлаштуришини русийә даирилириниң хәвп дәп қаримайдиғанлиқи тәкитләнди.

мәтбуатлардики хәвәрләрдә, хитайниң русийә чеграсиға башқурулидиған бомба системисини орунлаштуриши һәққидә сөз қилған русийә пирезидентлиқи байанатчиси димитри песковниң хитай армийәсиниң тәрәққийатини русийәниң тәһдит дәп қаримайдиғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди. 

димитри песков  хитайниң русийәгә нисбәтән истиратегийә, иқтисад вә сода җәһәттин шерик икәнликини билдүрүп, «мунасивәтлиримизниң қиммитини билимиз, шәбһисизки, әгәр бу мәлуматлар тоғра болған тәқдирдиму, хитай армийәсиниң тәрәққийатини вә хитайдики һәрбий мәқсәтләр үчүн қилинған һәрикәтләрни дөлитимизгә нисбәтән тәһдит шәкилләндүридиған амил дәп қаримаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر