фирансийә дунйа бойичә йадро енергийәси саһәсидә биринчи орунға өтти

фирансийә ток електир еһтийаҗиниң %70ни йадро енергийәсидин тәминләш арқилиқ бу саһәдә дунйа бойичә биринчи орунға өтти.

658631
фирансийә дунйа бойичә йадро енергийәси саһәсидә биринчи орунға өтти

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдики 3 телевизор қанлиниң тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, фирансийәниң ток  еһтийаҗиниң %76ни йадро енергийәси истансисилири тәминләйдикән.

бу еһтийаҗниң %16си йеңилинидиған енергийә мәнбәлиридин, %6си термек истансисилиридин тәминлинидикән.

фирансийәдики йадро енергийә истансисилирида хизмәт қилидиғанларниң сани 220миң әтрапида икән, йадро енергийә истансисилириниң йиллиқ кирими 46 милйон йавро әтирапида болидикән.

фирансийәдә аләм қатниши вә аптомобил санаитидин кейин йадро енергийә истансисилири үчинчи чоң иқтисадий саһәни тәшкил қилиду.

йеқинқи йилларда йадро енергийә истансисилириға болған наразилиқлар вә кона енергийә истансисилирини тақиветишқа болған бесимларға қарита, һакимийәт бешидики сотсийалист һөкүмәт 2025-йилғичә йадро енергийә истансисилириниң ток електир енергийәси ишләпчиқириштики үлүшини %50гә төвәнлитишкә вәдә бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر