трамп рәсмий вәзипә өтәшкә башлиди

америкида 2016 – йили 8 – нойабир күни өткүзүлгән сайламда ғәлибә қилған доналд трамп дөләт мәҗлисидә қәсәм берип вәзипә өтәшкә башлиди.

656244
трамп рәсмий вәзипә өтәшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: шуниң билән, у һәм америка тарихидики йеши әң чоң пирезидент һәм сийасәт билән шуғулланмастинла 60 йаштин ашқанда вәзипигә олтурған тунҗи әрбаб болуп қалди.

дөләт мәҗлисидә алий сот мәһкимисиниң баш сотчиси җон робертниң һузурида илҗилгә қолини қойуп туруп қәсәм ичкән трамп, адәттин ташқири дәриҗидики һайат һекайиси, тәййарлиқ сайламлиридики күтүлмигән ғәлибиси вә чоқум ишқа ашуримән дәп бәргән вәдилири билән һазирдин башлапла америкиниң сийасий тарихидин тегишлик орун алди.

америкида 2016 – йили 1 – феврал күни айеведики тәййарлиқ сайламлири билән башланған вә 2016 – йили 8 – нойабирдики пирезидент сайлими арқилиқ ахирлашқан риқабәттә, демократларниң намзати, тәҗрибилик рәқиби сабиқ ташқи ишлар министири һилари килинтонни арқида қалдуруп, ақ сарайға чиқиш салаһийитигә еришкән трамп, сийасәт билән шуғулланмиған болушиға қаримай 60 йаштин ашқанда пирезидентлиқ вәзиписигә олтурған тунҗи рәһбәр унваниға еришти.

шуниң билән у, пирезидентлиқ вәзиписигә 70 йашқа тошқандин кейин олтуруп, америка тарихидики йеши әң чоң пирезидент болуп қалди.

болупму ақ тәнлик америкилиқларниң қизғин қоллиши нәтиҗисидә  пирезидентлиқ вәзиписигә олтуруш шан – шәрипигә еришкән трамп, дөләттики оттуриһал тәбиқидикиләрниң иқтисадий әһвалини йахшилашқа вәдә бериш арқилиқ қоллашқа еришти.

«америкини қайтидин қудрәт тапқузайли!» шоари астида милйонларчә америкилиқларға «техиму гүлләнгән бир дөләт» бәрпа қилиш тоғрулуқ вәдә бәргән трамп, бу нишаниға йетиш үчүн алдинқи пирезидент барак обама дәвридә чиқирилған вә «обамакәйр» дәп аталған сәһийә ислаһати қанунини өзгәртидиғанлиқини, хитайға охшиған дөләтләрдин келидиған мәһсулатлардин техиму көп баҗ елиш түзүмини йолға қойидиғанлиқини һәмдә пүткүл хәлқини һәмишә америкида ишләнгән мәһсулатларни естимал қилишқа вә һәрқайси карханиларға америкилиқ ишчиларни ишлитишкә тәшвиқ қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

трамп дөләт мәҗлисидә сөзлигән нутиқидиму бу һәқтә тохталғанда, вашингтондики һакимийәт күчини қайтидин америка хәлқигә тапшурушни нишан қиливатқанлиқлирини тәкитлиди.

теги германийәлик карханичи фредерик трампниң нәвриси болған доналд трамп, 1946 – йили 14 – ийун күни нийу йоркта фредерик вә мари маклод трампниң 5 пәрзәнтиниң төтинчиси сүпитидә дунйаға кәлгән.

өй – мүлүк содигири болған дадисиниңму тәшвиқ қилиши билән йаш вақтидин башлапла өй – мүлүк дунйасиға қәдәм қойған трамп, 1968 – йили пенсилванийә университетиниң иқтисад бөлүмини пүттүргән. дадисиниң ширкитигә 1971 – йили хоҗайин болған трамп ширкәтни «трамп гуруһи» дәп атиған. ширкәтниң мәркизини манһатин райониға йөткигән трамп, меһмансарай қурулушлири билән қисқа вақит ичидә даң чиқиришқа башлиған. 2014 – йили америкиниң NBC  телевизийә қанилида «шагирт» намлиқ пирограммиға рийасәтчилик қилишқа башлиғандин кейин нами дунйаға порт кәткән. «‹ Forbes› журнили» ниң 2016 – йиллиқ «дунйа бойичә әң бай 400 шәхс»  тизимликигә киргүзүлгән трампниң 3.6 милйард доллар әтрапида пули барлиқи тәхминән қилинмақта.

сайлам риқабити җәрйанида баштин – ахир кона баҗ мәсилилири талаш - тартиш темиси болған трампниң йеқинқи 18 йилдин буйан баҗ төлимигәнлики илгири сүрүлди.

игилинишичә, трампниң һазирқи айали силовенийәлик 46 йашлиқ кийим - кечәк лайиһәлигүчиси меланиа трамп болуп, һазирғичә алған үч айалидин 3 и оғул, 2 си қиз болуп,  җәмий 5 балиси бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر