москвада пойиз истансисилири бомба тәһдити сәвәбидин тарқақлаштурулди

москвадики қазан, йарослав вә ленингирад пойиз истансисилири бомба тәһдити сәвәбидин тарқақлаштурулди.

637983
москвада пойиз истансисилири бомба тәһдити сәвәбидин тарқақлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң пайтәхти москвада бомба тәһдити сәвәбидин 3 пойиз истансисида тәхминән 3000 киши тарқақлаштурулди.

русийә таратқулириниң билдүрүшичә, пойиз истансисилирида бомба барлиқи тоғрулуқ намсиз телефонларниң келишигә қарита қазан, йарослав вә ленингирад пойиз истансисилири тарқақлаштурулған.

тас агентлиқи сақчиларниң апшаркиларни ишқа селип пойиз истансисилирини ахтуруп чиққанлиқини билдүрди.

бу үч пойиз истансисиму москваниң мәркизи вә бир-биригә йеқин йәргә җайлашқан болуп, һәр күни миңларчә йолучи бу җайлардин қатнайду.

москвада өткән һәптә бир метро истансисиға йеқин җайда тәбиий газ сәвәбидин мәйданға кәлгән партлаш вәқәси қаттиқ әндишә пәйда қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر