чечинийәдә тоқунуш йүз бәрди

чечинийә аптоном җумһурийитиниң пайтәхти грознида сақчилар билән қораллиқ һуҗумчилар арисида қанлиқ тоқунуш йүз бәрди.

633147
чечинийәдә тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәгә қарашлиқ чечинийә аптоном җумһурийитидә сақчиларға һуҗум қилған һуҗумчилардин 11 и өлүк һаләттә қолға чүшүрүлди.

русийә ички ишлар министирлиқи байанат берип, чечинийә аптоном җумһурийитиниң пайтәхти грознида сақчилар  тәрипидин тосулған бир аптомобилдин оқ чиқирилғандин кейин, икки тәрәп арисида тоқунуш йүз бәрди. тоқунушта 4 һуҗумчи өлди, 1 сақчи билән 2 һуҗумчи йариланди.

нәқ мәйдандин қечишқа урунған 7 һуҗумчиму қоғлап зәрбә бериш җәрйанида етиветилди.

русийә ички ишлар министирлиқи, бу қетимқи тоқунушта сақчи тәрәптин қанчә кишиниң өлгәнлики һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر