америка қәйсәри террорлуқ һуҗуми тоғрисида байанат бәрди

америка қошма иштатлири, түркийәниң қәйсәри шәһиридә әскәрләргә қилинған хаинларчә террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

632748
америка қәйсәри террорлуқ һуҗуми тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси җон кирбай, қәйсәридики террорлуқ һуҗуми тоғрисида байанат берип, «қайғурдуқ вә ғәзәбләндуқ» деди вә «бу пәскәшләрчә һуҗумни күчлүк шәкилдә әйибләймиз. достимиз вә иттипақдишимиз түркийә билән террорлуққа қарши ортақ күришимизни мүрини мүригә тиригән һалда давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

кирбай сөзини давамлаштуруп, «дуалиримиз террорлуқ һуҗумида шеһит болған вә йариланған әскәрләрниң аилә – тавабиатлири билән биргә» деди.

«террорчиларниң түрк хәлқигә қилған бу инсан қелипидин чиққан һуҗумлириниң һечқандақ йоллуқ тәрипи йоқтур» дегән җон кирбай, һуҗумға алақидар тәкшүрүшләргә йардәм қилишни халайдиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر