йаху қанчилик ишәнчлик?

америкиниң әң чоң пән-техника ширкәтлиридин бири болған йаху (Yahoo) 2013-йилида 1 милйард абонтиниң елихәт учурлириниң «дөләт қоллиған» хаккерлар тәрипидин оғриланғанлиқини елан қилди.

631203
йаху қанчилик ишәнчлик?

түркийә авази радийоси хәвири: йаху ширкитиниң калифорнийәдики мәркизий сибәр һуҗуми тоғрисида байанат елан қилди. байанатта, абонтларниң мәхпий учурлири, елихәт адреслири, телефон номурлири, туғулған күни вә учур тоғрилаш шифирлириниң оғриланғанлиқи, әмма пул-муамилә мәлуматлириниң зийанға учримиғанлиқи қәйт қилинди. байанатта мундақ дейилди:

«сибәр һуҗумлирини <дөләт қоллиған> хаккерларниң қилғанлиқиға ишинимиз.»

йаху ширкити 2016-йили сентәбирдә 2014-йили 500 милйон абонтиниң шәхсий учурлириниң оғриланғанлиқини елан қилған иди.

йеқинқи төт айда әң чоң икки қетимлиқ сибәр һуҗумини җәмийәткә ашкарилиған йахуниң бихәтәрлик тәдбирлириниң қанчилик «ишәнчлик» икәнлики тоғрисидики талаш-тартишлар, америка таратқулирини қайтидин қизитивәтти.

хаккерларниң биринчи қетимлиқ сибәр һуҗумида, 500 милйон абонтниң елихәт адреслири, телефон номурлири, туғулған күни, мәхпий номурлири, тоғрилаш үчүн керәклик болған бихәтәрлик соаллири вә җаваблири, карт мәлуматлири қатарлиқ учурларниң оғриланғанлиқи билдүрүлгән иди.

америкиниң әң чоң телеком ширкәтлиридин бири болған веризон, ийул ейида йахуни 4.8 милйард долларға сетивелиш үчүн келишим түзгән, әмма биринчи қетимлиқ сибәр һуҗуми тоғрисидики хәвәрләр оттуриға чиққандин кейин, «келишим шәртлириниң қайтидин музакирә қилинидиғанлиқи» ни уқтурған иди.

йеңи сибәр һуҗуми һәққидики хәвәр елан қилинғандин кейин, йахуниң пай чәклири %2.7 чүшүп кәтти.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر