германийәдики метро җинайитиниң җавапкарлиридин бирси қолға елинди

германийәдә метрода бир айални арқисидин тепип йеқитиш вәқәси қаттиқ наразилиқ қозғиған иди.

630624
германийәдики метро җинайитиниң җавапкарлиридин бирси қолға елинди

германийәдә метрода бир айални арқисидин тепип йеқитиш вәқәси қаттиқ наразилиқ қозғиған иди.

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә һәмминиң наразилиқини қозғиған метрода бир айални арқисидин тепип йеқитиш вәқәсиниң җавапкарлиридин бирси қолға елинди.

һеман кочисидики метро истансисида 26 – нойабир күни 26 йашлиқ бир айални арқисидин тепип пәләйпәйдин домилитиветиш вәқәсини садир қилғучиниң һәмраһлиридин бирси берлин сақчилири тәрипидин қолға елинди.

германийә ахбаратлири қолға елинған җавапкарни мупәттишниң соал – сорақ қиливатқанлиқини, бу соал - сорақтин кейин сақчиларниң айални тәпкән җавапкарниму туталиши мумкинликини йазди.  

қолға елинған кишиниң шәрқий йавроплиқ икәнлики билдүрүлди.

хели узунғичә бу вәқәниң үстини йепип кетишкә урунға болсиму, бирақ хәлқниң көрсәткән наразилиқидин кейин сақчилар һәрикәткә өтүп, вәқә йүз бәргән җайниң син архиплирини тәкшүрүшни башлиған иди.

син архипида һуҗум қилғучилар 4 киши болуп, қолида һарақ шишиси көтүрүвалған шәпкилик бирси пәләмпәйдин чүшүватқан 26 йашлиқ айалниң дүмбисигә тепип, домилитиветиду. айалниң орнидин турушқа тиришқанлиқи вә әтрапидикиләрниң йардәм  қиливатқанлиқи, һуҗум қилғучиларниң бу җәрйанда интайин бихараман бир шәкилдә у йәрдин кетип қалғанлиқи көринип туриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر