«демократик» фирансийәниң «әдлийәгә қилған мудахилиси» ғулғула қозғиди

ғәрбниң «демократийәсиниң раваҗланғанлиқи билән иптихарлиниватқан» бир дөлити – фирансийәдә йүз бәргән әдлийә саһәсидики сәтчилик пүткүл дунйада тәәҗҗүплиниш пәйда қилди.

626229
«демократик» фирансийәниң «әдлийәгә қилған мудахилиси» ғулғула қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң 15 – ийулда мәйданға кәлгән фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин җиддий һаләт елан қилғанлиқини, шундақла дөләтни парчилиниш гирвикидин қутулдуруп қалғанлиқини көрүп йетәлмигән ғәрб, пурсәт тапсила түркийәгә «қанунниң күчи» гә һөрмәт қилишни хатирилитип келиватқан болсиму,  ғәрбниң «демократийәсиниң раваҗланғанлиқи билән иптихарлиниватқан» бир дөлити – фирансийәдә йүз бәргән әдлийә саһәсидики сәтчилик пүткүл дунйада тәәҗҗүплиниш пәйда қилди.

өткән йили йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин буйан җиддий һаләт қануни билән башқурулуп келиватқан фирансийәдә, наразилиқ йуқири сот мәһкимисиниң һөкүмәтниң башқуруши астиға киргүзүлгәнлики оттуриға чиқти. башқичә қилип ейтқанда, әдлийә, қанун чиқириш орниниң башқурушиға тапшурулди.

фирансийә һөкүмити баш министирлиқ қарарнамиси чиқирип, наразилиқ йуқири сот мәһкимисини һөкүмәтниң башқуруш даирисигә киргүзди.

пирезидентлиқ сайлимида намзат болидиғанлиқи елан қилғандин кейин баш министирлиқ вәзиписидин истепа бәргән мануел валлсниң истепасидин илгири (5 – декабир)  пурсәтни чиң тутуп имзалиған қарарнамиси билән наразилиқ йуқири сот мәһкимисини әдлийә министирлиқи васитиси билән һөкүмәткә қаратқанлиқи ашкариланди.

наразилиқ йуқири сот мәһкимиси бертранд ловел билән мәзкур мәһкиминиң баш мупәттиши җеин клауд марин алдин хәвәр берилмигән мәзкур қарарнаминиң сәвәбини билиш үчүн алдинқи күни вәзипигә тәйинләнгән баш министир бернардин көрүшүш тәләп қилди. баш министирлиққа әвәткән мәктупини җамаәтчилик билән ортақлашқан ловел билән марин, әдлийә министири җеин җак урвоас билән көрүшүш тәлипигә һазирғичә инкас қайтурулмиғанлиқини қәйт қилди.

мәктупта, «биз рәсмий гезит арқилиқ хәвәр тапқан қарарнаминиң сәвәбини билиш үчүн,  тәрипиңиздин қобул қилинишимизни күтмәктимиз» дейилди.

фирансийә пирезиденти франсуа оланд билән наразилиқ йуқири сот мәһкимиси арисидики сүркилишләр узундин буйан давамлишип кәлмәктә иди.

ле монде гезитиниң икки мухбириниң оланд билән өткүзгән сөһбәтлиридин тәшкил тапқан «бир пирезидент буларни демәслики керәк» намлиқ китаб , йуқири сот билән һөкүмәтниң мунасивитиниң бузулушиға сәвәб болғаниди. оландниң мәзкур китабтики сөзлиридә фирансуз сотчиларни «қорқунчақлиқ» билән әйиблишигә болупму наразилиқ йуқири сот мәһкимиси әзалири қаттиқ наразилиқ билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر