русийә билән йапонийә курил араллири тоғрисида сөзләшти

йапонийә ташқи ишлар министири фумио кушида москвада русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән курил араллири тоғрисида сөзләшти.

623333
русийә билән йапонийә курил араллири тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: учришиштин кейин байанат бәргән икки министир, мәсилигә чарә тепиш ирадилириниң қәтий икәнликини тәкитләшти؛ русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, икки дөләтниң позитсийәсини йеқинлаштуруш вә ортақ нуқтида учришишниң қийинлиқиға ишарәт қилди. йапон министир болса, қийинчилиқларға қаримай, муһим бир нуқтиға келингәнликини әскәртти.

русийә билән йапонийә, курил араллириға даир келишмәслик йүзисидин иккинчи дунйа урушидин кейин тинчлиқ келишими имзалимиди.

икки министирниң қошма мухбирларни күтивелиш йиғинида, лавровдин һәләб тоғрисидиму соаллар соралди. лавров, москваниң, қораллиқ гуруппиларниң һәләбтин чекиниши билән инсаний йардәм мәсилилирини музакирә қилиш үчүн җәнвәгә һәрбий мутәхәссис вә дипломатларни әвәтишкә тәййар икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر