ривандада 800миң кишиниң өлүмидә қоли болған католик черкави кәчүрүм сориди

ривандада 1994-йили 800миң кишиниң қәтли қилинишида қоли болған католик черкави риванда хәлқидин кәчүрүм сориди.

614864
ривандада 800миң кишиниң өлүмидә қоли болған католик черкави кәчүрүм сориди

түркийә авази радийоси хәвири: ривандада католик черкави өзиниң 1994-йили 800миңдин артуқ адәмниң өлүми билән ахирлашқан ирқий қирғинчилиқта ойниған роли сәвәбидин кәчүрүм сориди.

католик поплар бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ дейилди: «черкавниң өткүзгән барлиқ хаталиқлири сәвәбидин кәчүрүм сораймиз. барлиқ хиристийанларға вакалитән өткүзгән һәр қандақ хаталиқимиз түпәйли кәчүрүм сораймиз. тәңригә қилған қәсимини бузған черкав әзалирини қаттиқ әйибләймиз.»

черкав әзалириниң ирқий қирғинчилиқни пиланлап, ирқий қирғинчилиқта рол ойниғанлиқи етирап қилинған бу байанатта мунуларға орун аҗритилди: «нәпрәт җинайитини дөлитимиздә садир қилғанлиқимиз сәвәбидин бизни кәчүрүңлар. бир аилә болушниң орниға бир-биримизни қәтли қилиштуқ.»

ривандадики католик черкави байанатчиси поп филипис рукамба мундақ деди: «бу байанат поп фиранкискус тәрипидин дунйадики вә черкавдики мурәссәчиликни вә кәчүрүмни тәшвиқ қилиш үчүн елан қилинған муқәддәс йилниң ахирқи күнидә елан қилинди.»

попларниң байанатиниң ривандадики мурәссәчилик тиришчанлиқлирида муһим рол ойниши күтүлмәктә.

ривандада 1994-йили пирезидент җувенал һабйариманавниң айропиланиниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә өлүп кетишидин кейин һутулар бу вәқәниң җавабкариниң тутсиләр икәнликини билдүрүп, истихбарат идариси башлиқи паскал симбиканва аз санлиқ тутсиләргә қарши һуҗум қозғиғаниди.

игилинишчә, ривандада 100күн давамлашқан қәтлиамда 800миңдин артуқ тутси өлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر