америкида мусулман икки қиз оқуғучи һуҗумға учриди

америкида дөләткә қарашлиқ икки алий мәктәптә мусулман икки қиз оқуғучи һуҗумға учриди.

608856
америкида мусулман икки  қиз оқуғучи һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң калифорнийә иштатидики сан дийаго вә сан җос дөләт универистетлирида оқуйдиған икки мусулман қиз оқуғучи һуҗумға учриди.

тунҗи вәқә сан дийаго университетида йүз  бәрди.

университетқа қарашлиқ аманлиқ сақлаш ишханиси икки оғул оқуғучиниң мәктәпниң машина тохтитиш мәйданида мусулман бир қиз оқуғучиниң «етиқади вә пирезидентлиққа сайланған доналд тирампқа болған көз-қарашлири»сәвәбидин униңға  һақарәт қилғанлиқлирини, арқидин 18  йашлиқ бу қизниң машинисиму елип қачқанлиқлирини билдүрди.

 сақчилар вәқә үстидә тәкшүрүш башлиди.

йәнә бир вәқә сан җос университетида мәйданға кәлгән болуп, писхологийә бөлүми оқуғучиси әсра алтун вәқә тоғрулуқ мухбирларниң зийаритини қобул қилғанда 3-қәвәттики машина тохтитиш мәйданидики машинисиға чиқай, дегәндә бир зораванниң кәйнидин келип йағлиқи билән чечини тартқанлиқини ейтти.

бир нәччә минут давамлашқан вәқәдә тиниқ елишта қийналғанлиқини вә қаршилиқ көрситип зораванниң қолидин қутулғанлиқини ейтқан алтун, зораванниң  тикивәткәнликини билдүрди.

алтун вәқәниң нәпрәт җинайити  икәнликини, бу вәқәниң тирамп пирезидент сайлинип бир күндин кейин йүз бәргәнликини алаһидә әскәртти.

мәктәпниң мусулман оқуғучилар җәмийити башлиқи доа абдураһман һуҗумниң доналд тирампниң сайлам сәпәрвәрлик паалийитигә четишлиқ икәнликини илгири сүрүп мунуларни деди: «ирқчилиқ һәр даим бар иди, бирақ тирамп буни техиму кәскинләштүрүвәтти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر