америка пирезидентлиқ сайлимида доналд трамп алдиға өтти

8-нойабир (сәйшәнбә) америка пирезидентлиқ сайлимида, җумһурийәтчиләрниң намзати доналд трамп әлрайи нәтиҗилириниң дәл әксичә һилари клинтонниң алдиға өтти.

606752
америка пирезидентлиқ сайлимида доналд трамп алдиға өтти

түркийә авази радийоси хәвири: 8-нойабир башланған америка сайлимида җумһурийәтчиләрниң пирезидент намзати доналд трамп, флорида, охайо, шималий каролина, ийова қатарлиқ муһим иштатларда йуқири авазға еришип, вәкил санини 254 кә чиқарди. беләт санаш ишлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

демократларниң намзати һилари клинтон калифорнийә, невада иштатида ғәлибә қилди вә вәкил санини 215 кә чиқарди. америка сайлимида ким сайлам кеңишидики 538 вәкилдин 270 ни қолға алса, пирезидентлиқ сайлимида утқан болиду. сайламдин бурун таратқулардики тәхминләр %85 һилари клинтонниң утидиғанлиқи тоғрисида иди, бирақ һазир доналд трампниң күтүлмигән шәкилдә йуқири орунға өткәнлики көрүлмәктә. бу қетимқи сайламда, кеңәш палатаси вә авам палатасиниң бир қисми ениқлишиду. авам палатасида җумһурийәтчиләрниң көп орунға еришидиғанлиқи күтүлмәктә. кеңәш палатасида болса, алтә йилдин буйан үстүнлүкни игиләп кәлгән җумһурийәтчиләрниң, бу қетимму орнини сақлап қилиши мөлчәрләнди.

бу нөвәтлик америка сайлими қанға бойалди. калифорнийәдики беләт ташлаш мәркизигә йеқин җайда бир кишиниң оқ чиқирғанлиқи вә вәқәдә бир кишиниң һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди. сақчи даирилири һуҗумчиниң етип өлтүрүлгәнликини уқтурди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر