«хәйрат йардәм җәмийити» җәраблус хәлқигә йардәм қилди

җәмийәт мәсули районда һава соғушқа башлиғанлиқини алаһидә тәкитләп, «хәлқниң йемәк – ичмәккә болған еһтийаҗи ашмақта» деди.

601138
«хәйрат йардәм җәмийити» җәраблус хәлқигә йардәм қилди
hayrat vakfı.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң шималини террорлуқ унсурлиридин тазилаш үчүн 24 – авғустта түркийәниң рәһбәрликидә башланған фират қалқини һәрикити даирисидә, террорлуқ тәшкилати даештин қутқузувелинған җәраблусқа «хәйрат йардәм җәмийити» йемәк – ичмәк йардими қилди.

«хәйрат йардәм җәмийити»ниң сүрийәдики вәкили муһәммәд убәйд көшгәр анадолу агентлиқи мухбириға бәргән байанатида җәраблус хәлқиниң йенида болушни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

районда һава соғушқа башлиғанлиқини алаһидә тәкитләп, «хәлқниң йемәк – ичмәккә болған еһтийаҗи ашмақта. шуңлашқа узуқлуқ вә қишлиқ кейим- кечәк тарқитиш хизмәтлиримизниң сүритини тизлаштурдуқ. 500 кишилик йемәк – ичмәк бойумлири қачиланған йешикләрни районға йәткүздуқ вә еһтийаҗлиқ  кишиләргә тарқитп бәрдуқ» деди.

муһәммәд убәйд көшгәр, районда йашаватқан аилиләрниң қейинчилиқлирини һәл қилиш үчүн қолидин келишичә хизмәт қилишни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر