русийә сүрийәдә чоң бир һәрбий база қуруп чиқидиғанлиқини җакарлиди

русийә мудапиә министири ички уруш ичидики сүрийәдә чоң бир һәрбий база қуруп чиқидиғанлиқинни уқтурди.

586393
русийә сүрийәдә чоң бир һәрбий база қуруп чиқидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә муавин мудапиә министири николай панков ички урушқа сәһнә боливатқан сүрийәниң тартус шәһиридә күчлүк һәрбий база қуруп чиқидиғанлиқлирини җакарлиди.

парламентниң астинқи қанити болған федратсийә кеңишидә сөз қилған панков, лазимлиқ материйалларниң тәййарлинип министирлар сәвийәсидә мақулланғанлиқини уқтурди.

панков кеңәш әзалириға «рәсмийәт ахирлашқандин кейин буни силәрниң мақуллишиңлаға тәқдим қилимиз» деди.

русийәниң тартуста һелиһәм бир һәрбий базиси актип һәрикәт қилмақта. бу һәрбий база «һәрбий парахотларни ремонт қилиш вә арқа сәп хизмәтлири базиси»дәп атилиду.

парламентниң үстүн қанити болған дума өткән һәптә, русийәниң сүрийәдики һимәймим һәрбий базисиниң муддәтсиз ишлитилишини мәзмун қилған келишимни мақуллиғаниди.

русийә мудапиә министирлиқиму сүрийәдә S-300  типлиқ һава мудапиә системисиниң орунлаштурулғанлиқини билдүргәниди.


خەتكۈچ: #даеш , #сүрийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر