роминийәдики йәр тәврәштә 2 киши йаридар болди вә бәзи биналар зийанға учриди

аси шәһиридә йәр тәрәштин кейин кишиләр кочиларға чиқивалди.

576239
роминийәдики йәр тәврәштә 2 киши йаридар болди вә бәзи биналар зийанға учриди

 

түркийә авази радийоси хәвири: роминийәниң шәрқидә 5.6 бал йәр тәвриди

америка гиологийә тәтқиқат мәркизи йәр йүзидин 88 келометир чуңқурлуқта мәйданға кәлгән йәр тәврәш мәркизиниң нереҗу райониниң ғәрбий қимисда 7 келометир узақлиқта икәнликини қәйт қилди. 

җиддий һаләтләргә мәсул хадим силвийа болоһан роминийәниң рәсмий хәвәр агентлиқи «Agerpres» кә бәргән байанатида йәр тәврәш җәрйанида аси шәһиридә икки кишиниң йеник йаридар болғанлиқини вә биналарниңму йеник зийанға учриғанлиқини билдүрди.

аси шәһиридә йәр тәрәштин кейин кишиләр кочиларға чиқивалди.

йәр тәврәш пайтәхт бүкрәштин башқа йәнә бирашов вә кираова шәһәрлиридиму һес қилинди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر