әркин сүрийә армийәси әлбабқа қарап илгирилимәктә

әркин сүрийә армийәсиниң түркийә армийәсиниң қоллиши сайисидики илгирилиши алақидар тәрәпләрниң диққитини сүрийәниң әлбаб райониға мәркәзләштүрди.

567153
әркин сүрийә армийәси әлбабқа қарап илгирилимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә чеграсиниң 30 километир җәнубиға җайлашқан әлбаб, җәраблусниң 60 километир ғәрбий җәнубида, чобанбәйниң 30 километир җәнубида болуп, һәләбниң әң чоң наһийәси һесаблиниду.

бу чоң наһийә нөвәттә даеш террорлуқ тәшкилатиниң контроллуқи астида турмақта.

фират қалқини һәрикити даирисидә җәраблус – азәз линийәсиниң террорчилардин халийлаштурулуши, түркийәниң чегра районлириға чүшкән ракетамийот оқлирини нәзәргә алғанда наһайити муһим болсиму, даешниң қолидики қоралларниң йетип бериш мусаписи җәраблус – азәз линийәсидин һалқийалайду.

бу әһвал нәзәргә елинғинида, мәзкур линийәниң тазилиниши түркийәниң чегра бихәтәрлики нуқтисидин йетәрлик әмәс. шуңа, әлбабму чоқум террорчилардин халийлаштурулуши лазим.

түнүгүн йәнә 6 йезини азад қилған әркин сүрийә армийәси йуқири сүрәт билән әлбабқа қарап илгирилмәктә. даешниң әлбабни қолдин берип қойушни халимаслиқиниң сәвәблириниң бири, бу йәрниң район үчүн муһим бир санаәт вә сода мәркизи болушидур. шуниң үчүн даеш, җәраблус, менбиҗ вә чобанбәйни қолдин берип қойғандин кейин, диққитини әлбаб райониға мәркәзләштүрди. әлбабта йалғуз даешла әмәс, YPG террорлуқ тәшкилатиниңму бу муһим наһийәдә террорчилири бар.

YPG ниң түп ғәризи, районда өзлириниң контроллуқи астида ақ деңизғичә сузулған бир каридор ечиштин ибарәт.

әлбабниң әркин сүрийә армийәси тәрипидин елиниши, террорлуқ тәшкилатлириниң вә уларниң арқисидики күчләрниң райондики пүткүл пиланлирини суға чилаштуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر