җәраблус шәһириниң пуқралири йуртлириға қайтишни башлиди

сүрийәдики ички уруштин қечип өткән йили түркийәдә панаһланған 250 кишилик түнҗи пуқралар гурупписи каркамиш чегра еғизидин йүртлириға қайтти.

567165
җәраблус шәһириниң пуқралири йуртлириға қайтишни башлиди


түркийә авази радийоси хәвири: түркийә 24 – авғустта сүрийәниң җәраблус шәһирини «фират қалқини һәрикити» арқилиқ террорлуқ тәшкилати даештин қутқазғандин кейин  шәһәр пуқралири узун йиллардин буйан айрилишқа мәҗбур қалған йуртлириға қайтишни башлиди.

сүрийәдики ички уруштин қечип өткән йили түркийәдә панаһланған 250 кишилик түнҗи пуқралар гурупписи 2014 – йили 17 - декабирдин буйан тақиветилгән әмма бүгүн ечилған каркамиш чегра еғизидин йүртлириға қайтти. 

гуруп ичидики түркийәдә туғулған бувақларму түнҗи қетим өз йүртлирини көридиған болди.

каркамишта инсанпәрврәлик йардәм һәйити башлиқи сүпитидә вәзипә өтәватқан ғазиантәп муавин валийси нурсал чакироғлу, чәраблусниң әң қисқа вақит ичидә су вә ток билән тәминлинидиғанлиқини ейтти.

у мундақ деди:

«шәһәрниң һәр түрлүк асасий қурулушлирини әслигә кәлтүрүшни давамлаштурмақтимиз. дәсләпки қәдәмдә җиддий бир шәкилдә инсанпәрврәлик йардәм бойумлиридин тартип, қурулуш әслиһәлиригичә керәклик бойумлар җәраблусқа йәткүзүлиду.  җәраблусни ток билән тәминләш үчүн тәййарлиқлиримиз давамлашмақта. җәраблус әң қисқа вақит ичидә ток вә суға игә болиду. җәраблустики хизмәтлиримизму тез сүрәт билән давамлашмақта. пат йеқинда җәраблуста чедир дохтурханимизму паалийәтни башлайду»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر