сәуди әрәбистан баш муптиси: иранлиқлар мусулман әмәс

сәуди әрәбистан баш муптиси абдуләзиз әл шәйх «иранлиқлар мусулман әмәс»дәп байанат бәрди.

566534
сәуди әрәбистан баш муптиси: иранлиқлар мусулман әмәс

түркийәдики мәлум бир гезиттә хәвәр  қилишчә, сәуди әрәбистан баш муптиси абдуләзиз әл шәйх иранниң дини рәһбири һаманейниң  һәҗ мәзгилидә көрүлгән қистаңчилиқ вәқәси тоғрулуқ сәуди әрәбистанни әйиблишидин кейин, «иранлиқлар мусулман әмәс»дәп байанат бәрди.  

2015-йили һәҗ ибадити әснасида йүз берип,  2246 адәм өлүмигә сәвәб болған  қистаңчилиқ вәқәси, сәуди әрәбистан- иран мунасивәтлириниң барғанчә йириклишип беришиға сәвәб болмақта.

сәуди әрәбистан баш муптиси абдуләзиз әл-шәйх, иранлиқларни«мусулман әмәс»деди.

AP ниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, абдуләзиз әл-шәйх иранниң дини рәһбири айәтуллаһ әли һаманейниң һәҗ мәзгилидә көрүлгән қистаңчилиқ вәқәсидә қаза қилғанлар һәққидә сәуди әрәбистанни әйиблишидин кейин байанат бәргән.

әл-шәйх һаманейниң әйибләшлириниң һәйран қаларлиқ әмәсликини, чүнки иранлиқларниң зәрдушт нәсәбидин кәлгәнликини вә бу сәвәбтин «мусулман әмәсликлирини»ейтти.

абдуләзиз әл-шәйх иранлиқларниң исламға болупму сүннийләргә болған дүшмәнликлириниң толиму қәдим заманға созулидиғанлиқини илгири сүрди.

бултур һәҗ мәзгилидә көрүлгән қистаңчилиқ вәқәсидә 2426 адәм қаза қилған болуп, бу қаза қилғанларниң 464и иранлиқ иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر