һавайдики бир белиқ түригә обаманиң исми берилди

һавай арилиниң бийологлири йеңи байқиған бир белиқ түригә америка пирезиденти барак обаманиң исмини бәрди.

565386
һавайдики бир белиқ түригә обаманиң исми берилди

түркийә авази радийоси хәвири: һавай алимлири йеңидин байқалған бир белиқ түригә, америка пирезиденти барак обаманиң исмини бәрди. алимлар пирезидент обаманиң исми берилгән бу белиқларниң алаһидә белиқ түри икәнликини билдүрди.

алимларниң әскәртишичә, бу белиқлар дунйа мираси тизимликигә киргүзүлгән 10 арал вә марҗан араллардин түзүлгән папаханамокукейада бар икән.

пирезидент обама өткән һәптә килимат өзгиришиниң зийиниға учриған арал дөләтләргә 40 милйард доллар йардәм қилидиғанлиқлири тоғрисида вәдә бәргән иди.

барак обама 1961-йили һавайниң һонолулу шәһиридә дунйаға кәлгән. у өткән һәптә 7 миңдин артуқ белиқ түри бар, йүз өлчими 1.5 милйон кивадрат километир келидиған мәзкур районни зийарәт қилған иди.

белиқ түригә «обама» исмини бериш тунҗи қетимлиқ иш әмәс болуп, 2012-йили америкиниң буфало дәрйаси вә дук дәрйасидила йашайдиған бир белиқ түригиму «есейостома обама» дәп нам берилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر