даешниң һуҗумида ирақлиқ 9 сақчи өлди

террорлуқ тәшкилати даешниң ирақниң салаһидин вилайитидә елип барған һуҗумида 9 сақчи өлди, 24 сақчи йариланди.

563810
даешниң һуҗумида ирақлиқ 9 сақчи өлди

түркийә авази радийоси хәвири: бир гуруппа даеш мәнсубиниң һәмрин тағлиридин шәһәр мәркизигә тәхминән 80 километир йирақлиқтики митәбиҗә райониға һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди.

бу арилиқта, районда елип берилған һуҗумдин кейин йүз бәргән тоқунушларға қәбилә күчлириниңму қатнишип, сақчиларға йардәм бәргәнлики хәвәр қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر