ирақ дөләт мудапиә министири вәзиписидин қалдурулди

ирақниң дөләт мудапиә министири халид әл убәйди парламенттики авазға қойушта вәзиписидин елип ташланди.

559575
ирақ дөләт мудапиә министири вәзиписидин қалдурулди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт телевизийәсиниң хәвиригә асасланғанда, парламенттики авазға қойушта 262 парламент әзаси ичидики 142 парламент әзасиниң авази билән, ирақ дөләт мудапиә министири әл убәйди вәзиписидин қалдурулған.

халид әл убәйди елан қилған йазма байанатта: «ахирида ирақни һазирқи әһвалға дучар қилғанлар ғәлибә қилди. хәлқ билән армийә мени әпу қилсун. парихорлуққа қарши күрәш қилишқа тириштим, бирақ парихорлуқ қилғанларни беқиватқанлар күчлүк вә авази йуқири икән» деди.

у ирақ армийәсиниң бир әзаси болуп қалидиғанлиқини әскәртти вә парламетта өзини қоллап аваз бәргәнләргә тәшәккүр ейтти.

ирақ парламентида һәр бир министир үчүн айрим-айрим ишәнч авази қойулмақта. ички низамнамә бойичә болғанда, 328 кишилик ирақ парламнетида бир министирниң ишәнч авазиға еришәлиши үчүн 165 аваз елиши керәк.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر