ирақлиқ корд рәһбәр: түркийә билән һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилимиз

ирақлиқ корд рәһбәр барзани түркийә билән давамлиқ һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилидиғанлиқлирини билдүрди.

558006
ирақлиқ корд рәһбәр: түркийә билән һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилимиз
yıldırım-barzani.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ корд районлуқ һөкүмәтниң рәһбири мәсуд барзани түнүгүн америка қошма иштатлириниң муавин пирезиденти җо байдин бир күн бурун түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң 15 – ийул һәрбий исйан урунушидин кейин түркийә һөкүмитини қоллап келиватқан мәсуд барзаниниң иккинчи бекити җумһур рәислик сарийи иди.

барзани бу йәрдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин қобул қилинди.

учришишта, районлуқ өзгиришләрдин сирт йәнә, даеш вә п к к қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш мәсилилири музакирә қилинди.

икки рәһбәр фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарашлиқ мәктәпләр вә җәмийәтләрниң паалийәтлирини чәкләш тоғрулуқ тегишлик қәдәмләрниң ташлиниши тоғрулуқ ортақ тонуш һасил қилди.

барзани кейинчә чанкайа сарийида баш министир бинали йилдирим билән көрүшти.

йилдирим учришишта, ирақ корд районлуқ һөкүмәт мәсуллириниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң 15 – ийул һәрбий исйан урунушидин кейин тутқан позитсийәси вә райондики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши еливатқан тәдбирлиридин интайин хурсән икәнликлирини тәкитлиди.

түркийәниң инақ қошнидарчилиқ, достлуқ вә қериндашлиқ мунасивәтлири даирисидә бурунқиға охшашла һазирму, буниңдин кейинму ирақ вә ирақ корд районлуқ һөкүмәтниң бихәтәрлики, муқимлиқи вә параванлиқи үчүн керәклик болған барлиқ қәдәмләрни ташлашқа тәййар икәнликини әскәрткән йилдирим, террорлуқ тәшкилати п к к / п й д ниң районниң һазирқи шараитидин пайдилинип өзини худди террорлуқ тәшкилати даеш қа қарши күрәш қиливатқан қанунлиқ бир террорлуқ тәшкилаттәкла көрситишкә урунуватқанлиқини қәйт қилди һәмдә түркийә билән ирақ корд районлуқ һөкүмәтниң п к к вә даешни өз ичигә алған барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши адаққчә күрәш қилидиғанлиқини билдүрди.

ирақ корд районлуқ һөкүмәтниң рәһбири мәсуд барзани болса, 15 – ийул һәрбий исйан урунуши қатарлиқ түркийәдики террорлуқ һуҗумлирида һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрүш билән бир вақитта, буниңдин кейин түркийә билән һәмкарлиқ вә бирлик асасида һәрикәт қилидиғанлиқлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر