дунйа илим әһлилири пәләстин үчүн бир йәргә топлиниду

пәләстин мәсилисиниң һәл қилинишиға һәссә қошуш үчүн «пәләстиндә 100 илим әһли» нами астида сәпәрвәрлик паалийити башланди.

552012
дунйа илим әһлилири пәләстин үчүн бир йәргә топлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: «йуртдашларниң иҗтимаий тәрәққийат һәқ-һоқуқлири мәркизи» ниң баш катипи муһәммәд урәйкат рамаллаһта өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, пәләстин мәсилисиниң һәл қилинишиға һәссә қошуш мәқситидә башланған «пәләстиндә 100 илим әһли» паалийитигә мунасивәтлик учур бәрди. у пәләстин хәлқиниң иҗтимаий, иқтисадий вә сийасий һәқ-һоқуқлирини тәрәққий қилдурушта қийинчилқ пәйда болуватқан, хәлқара күч тәңпуңлуқлири өзгириватқан вә исираилийәдә оңчил күчләрниң тәсири барғансери ешиватқан бир дәврдә, бу хил паалийәтни башлашниң зөрүр икәнликини ейтти.

у «пәләстиндә 100 илим әһли» паалийити арқилиқ илим әһлилириниң пәләстин мәсилиси вә районлуқ мәсилиләргә болған қарашлирини билишни, пәләстинлик илим әһлилири билән бу мәсилиләрдә талаш-тартиш қилиш муһити шәкилләндүрүшни вә пәләстин мәсилисини һәл қилиш үчүн чарә-тәклипләрни оттуриға қойушни мәқсәт қилғанлиқлирини билдүрди.

паалийәт даирисидә, пүткүл дунйада вә әрәбләр арисида икки йил бойичә сийасий, иқтисадий һәмдә иҗтимаий мәсилиләрдә иқтисаслиқ 100 илим әһлиниң қатнишиши астида лексийәләрниң орунлаштурулуши пилан қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر