нийуйоркта бир имам сүйқәсткә учриди

нийуйоркта теги баңладишлиқ бир имам мәсҗидтин чиқиватқанда сүйқәсткә учриди.

551352
нийуйоркта бир имам сүйқәсткә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң нийуйорк шәһиридә түнүгүн пишин намизини түгитип мәсҗидтин чиққан теги баңладешлиқ бир имам сүйқәсткә учриди.

нийуйоркниң кивен районидики әл-фурқан мәсҗидидә пишин намизиға имамлиқ қилған баңладешлиқ имамниң салаһийити ашкариланмиди.

узун бойлуқ бир зораван тәрипидин етип өлтүрүлгән имам вә йенидики йәнә бир киши дохтурханиға йатқузулди. имам дохтурханида вапат болди, йәнә бир кишиниң әһвалиниң еғир икәнлики билдүрүлди.

вәқәдин кейин районға йиғилған мусулманлар имам вә қешидики кишиниң етиқади сәвәбидин сүйқәсткә учриғанлиқини илгири сүрүп, пиризедент намзатлиридин доналд тирампниң мусулман вә исламға қаратқан гәп-сөзлириниң буниңға охшаш қилмишларниң келишип чиқишида мәлум дәриҗидә роли барлиқини илгири сүрүшти.

зораванни тутуш үчүн һәрикәткә өткән нийуйорк сақчилири вәқәниң нәпрәт җинайити йаки әмәслики үстидә тәкшүрүш елип бармақта.

зораван һазирғичә қолға чүшмиди, тәкшүрүш хизмәтлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر