путин:әрменийә билән әзәрбәйҗанниң мурәссәлишишини үмид қилимиз

виладимир путин әрменийә билән әзәрбәйҗанниң оттурисидики ихтилапларни ғалип йаки мәғлуп болғучи тәрәптә туруп әмәс мурәссәлишиш арқилиқ һәл қилишлирини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрди.

550013
путин:әрменийә билән әзәрбәйҗанниң мурәссәлишишини үмид қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пиризеденти виладимир путин әрменийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики ихтилапларни мурәссәлишиш йоли билән һәл қилишлирини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

кирмел сарийидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, путинниң әрменийә пиризеденти серҗ саркисйан билән московада көрүшкәнлики қәйт қилинди.

икки пиризедент кирмел сарийида айрим учрашқандин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

путин серҗ саркисйан билән икки дөләт мунасивәтлири, сода вә мәбләғ қатарлиқ мәсилиләр үстидә кеңәш өткүзгәнликлирини ейтти. әрменийәниң пайтәхти әриванда ийулда бир сақчи понкитиниң һуҗумға учриши вә сақчи хадимлириниң гөрүгә елинишини  қаттиқ әйибләйдиғанлиқини ейтқан путин, әрменийәниң русийәниң ғоллуқ иттипақдашлиридин бири икәнликини алаһидә әскәртти.

русийәниң тағлиқ қарабағ мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлидиғанлиқлирини билдүргән путин, икки қошна дөләт оттурисидики сүркилишни азайтишни халайдиғанлиқлирини билдүрүп мундақ деди: «әриван вә баку билән бивастә алақә орнитип, қарабағ мәсилисигә һәл қилиш чариси тепиш үчүн қолимиздин келишичә һәрикәт қилимиз, әрменийә билән әзәрбәйҗанниң оттурисидики ихтилапларни ғалип йаки мәғлуп болғучи тәрәптә туруп әмәс мурәссәлишиш арқилиқ һәл қилишлирини үмид қилимиз.»

путин бу қетимқи көрүшүшниң иҗабий нәтиҗилириниң көп тәрәплимлик истиратегийәлик русийә-әрменийә иттипақдашлиқи билән районниң муқимлиқи вә бихәтәрликигә иҗабий тәсирләрни елип келидиғанлиқини алаһидә тәкитләп өтти.

әрменийә пиризденти серҗ саркисйанму русийә-әрменийә мунасивәтлириниң наһайити йуқири сәвийәдә икәнликини ипадә қилди.

икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқ саһәлирини барғанчә кеңәйтип барғанлиқлирини ейтқан саркисйан, көрүшүштә тағлиқ қарабағ мәсилисиниму әтраплиқ кеңәш қилғанлиқлирини алаһидә әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر