обама: фәтһуллаһ гүләнни түркийәгә қайтуруп бериш мәсилиси наһайити җиддий мәсилә

америка қошма иштатлири пирезиденти барак обама фәтһуллаһ гүләнни түркийәгә қайтуруп бериш мәсилисиниң наһайити җиддий мәсилә икәнликини ейтти.

546353
обама: фәтһуллаһ гүләнни түркийәгә қайтуруп бериш мәсилиси наһайити җиддий мәсилә

түркийә авази радийоси хәвири:  америка қошма иштатлирида йашаватқан карханичилардин демократлар партийәси әзаси мурат гүзәл пирезидент обаманиң шәрәп меһмини болған демократлар партийәсиниң пирезидент намзати һилари килинтонниң сайлам риқабитини қоллаш мәқситидә атлантада өткүзүлгән йиғинға қатнашти.

мурат гүзәл йиғинда фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий исйан урунуши тоғрулуқ обамаға мәлумат бериш пурситигә еришкәнликлирини ейтти.

йиғинда сөз қилип, обамадин соал сориғанлиқини қәйт қилған гүзәл обамаға һәрбий исйан урунушидин кейин түркийәдә бирлик вә баравәрлик туйғусиниң барғансери күчийиватқанлиқини, болупму түркийә хәлқиниң америкилиқ сийасийонларниң һәрбий исйан урунушиға тутқан позитсийәси вә фәтһуллаһ гүләнни қайтуруп бериш мәсилисиниң кечикип кетишидин рәнҗиватқанлиқини, фәтһуллаһ гүләнни түркийәгә қайтуруп бериш тәлипиниң пәқәт җумһур рәис әрдоғанниңла әмәс, пүткүл түркийә хәлқиниң тәлипи икәнликини, түркийә хәлқиниң америка фәтһуллаһ гүләнни түркийәгә қайтуруп бәрмигән тәқдирдә, буниң икки дөләт мунасивәтлиригә сәлбий тәсир көрситишидин әндишә қиливатқанлиқини ейтқанлиқини әскәртти, бу мәсилидә обаманиңму охшаш қарашқа игә икәнликини қәйт қилди, обаманиң соалиға мундақ җаваб бәргәнликини билдүрди: «бу түркийәдә йүз бәргән тунҗи қетимлиқ һәрбий исйан урунуши әмәс. бу мәсилидә наһайити сәзгүр болған түркийә хәлқи һәрбий исйанчиларниң обдан әдипини берип қойди. пүткүл түркийә хәлқи һәрбий исйан урунушиға омумйүзлүк һалда қарши чиқти. түркийәниң муһим иттипақдиши болған америкиму һәрбий исйанға қарши түркийәниң йенида турди. фәтһуллаһ гүләнни түркийәгә қайтуруп бериш мәсилиси наһайити җиддий мәсилә, шуңа бу мәсилә қанун бәлгилимиләргә асасән бир тәрәп қилиниду. бизму бу мәсилигә җиддий қараймиз, әмма һәрбий исйан урунушиниң фәтһуллаһ гүлән тәрипидин елип берилғанлиқи испатлиниши лазим.»

түрк карханичи өмәр әрму америка авам палатасиниң башлиқи павл рйан билән бирликтә иштирак қилған йиғинда, түркийәдики рйанға һәрбий исйан урунуши тоғрулуқ мәлумат берип, түркийә хәлқиниң бу мәсилигә интайин сәзгүр муамилә қилидиғанлиқини тәкитлиди, америкиниң сайлам арқилиқ һакимийәт бешиға чиққан сийасийонларни қоллишини, паламент бинаси бомбиланған бир дөләтни зийарәт қилиш, һечболмиғанда, түркийә баш әлчиханисини болсиму зийарәт қилип, тәзийә билдүрүшниң зөрүрлүкини қәйт қилди.

рйанму өмәр күнтәртипкә елип кәлгән барлиқ мәсилиләргә иҗабий қарайдиғанлиқини, түркийә – америка мунасивәтлириниң техиму йахшилинишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر