сарайевудиму демократийә нөвити орунлаштурулиду

әтә (29 – ийул) кәчтә боснийә – гертсеговина пайтәхти сарайевудики тарихий башчарши мәйданида «тик тур игилмә, боснийә – гертсеговина сән билән биргә» шоари астида демократийә нөвити болиду.

539605
сарайевудиму демократийә нөвити орунлаштурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: әтә кәчтә «түрк – боснийә гертсеговина сода – карханичилар җәмийити» (TUBSİAD) ниң тәшкиллиши вә боснийә – гертсеговинада паалийәт қиливатқан 17 иҗтимаий тәшкилатниң қоллиши астида, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати (FETÖ) ниң һәрбий – сийасий өзгириш қозғаш урунушиға наразилиқ билдүрүш, түркийә һөкүмити вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни қоллаш мәқситидә «демократийә нөвити» орунлаштурулиду.

түрк – боснийә гертсеговина сода – карханичилар җәмийити бу һәқтә елан қилған байанатида, боснийә – гертсеговина хәлқиниң түркийәдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини әскәртип: «түркийәниң бирлик-иттипақилиқини йоттуридин йоқ қилишни халайдиғанлар бурундин тартип һәргизму нийитигә йетәлмәй кәлди, һәм йетәлмәйду. түркийә хәлқи бурунқиға охшаш, бүгүн вә әтиму бу йаманлиқларға қарши бешини тик тутуп мәвҗут болуп туриду» деди. түркийәдә әмәлгә ашурулмақчи болған ишниң ақивитини һәммә кишиниң йахши билиши керәклики тәкитләнгән байанатта йәнә мундақ дейилди:

«түркийәдә миллий ирадигә қарши һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш қилмиши йүз бәрди. буниңға қарита позитсийәңларни билдүрүп, наразилиқиңларни ипадиләңлар.»

сарайевуда йашайдиған түркийә пуқралиридин башқа нурғунлиған боснийәликләр иштирак қилидиған демократийә нөвитидә, 18 иҗтимаий тәшкилатниң ортақ хитабнамиси оқулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر