һилари клинтон доналд трамп билән пирезидентлиқ риқабитигә чүшиду

америка демократлар партийәси, һилари клинтонниң америка қошма иштатлирида 8– нойабирда өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайламлириға партийәниң пирезидент намзати сүпитидә иштирак қилидиғанлиқи елан қилди.

538730
һилари клинтон доналд трамп билән пирезидентлиқ риқабитигә чүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: демократлар партийәсиниң филаделфийа шәһиридики қурултийида намзат болуш үчүн тәләп қилинидиған 2383 беләткә еришкән сабиқ ‹биринчи ханим›, нийуйорк палата әзаси шундақла америка қошма иштатлириниң сабиқ ташқи ишлар министири клинтон шундақ қилип америка қошма иштатлири тарихиниң тунҗи айал пирезидент намзати сүпитидә тарих сәһипилиридин орун алди.

клинтон намзатлиқ нутқини 28 – ийул пәйшәнбә күни сөзләйду.

һилари клинтон демократлар партийәси сепидики риқабәттә вермонт палата әзаси берний сандерсни арқида қалдурған, қурултайдин илгири клинтонни қоллайдиғанлиқини елан қилған сандерсқа бәзи қоллиғучилири наразилиқ билдүргәниди. сандерс клинтонниң орнида уни партийәниң пирезидент намзати сүпитидә көрүшни халайдиғанлиқини ипадилигән қоллиғучилириға хитаб қилип, «һилари клитнон мукәммәл бир пирезидент болиду. уни қоллиғанлиқим үчүн өзүмни бәхитлик һес қилимән» дәп җаваб қайтурғаниди.

һилари клитнон өткән һәптә байанат берип, пирезидент йардәмчилики намзатлиқиға вирҗенийа палата әзаси тим каинени көрситидиғанлиқини билдүргәниди.

клитон америка қошма иштатлириниң 45 – нөвәтлик пирезиденти сайлинидиған 58 – нөвәтлик пирезидентлиқ сайламлирида җумһурийәтчилар партийәсиниң пирезидент намзати сода – санаәтчи доналд трамп билән риқабәткә чүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر