чәт әлгә қачқан 8 әскәр шәһәрдики түрмидин йирақ җайдики бир түрмигә йөткиветилди

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң 15 – ийул һәрбий исйан урунуши мәғлуб болғандин кейин гиретсийәгә қачқан 8 әскәр атина шәһиридики түрмидин йирақ җайдики бир түрмигә йөткиветилди.

535788
чәт әлгә қачқан 8 әскәр шәһәрдики түрмидин йирақ җайдики бир түрмигә йөткиветилди

түркийә авази радийоси хәвири: бу әскәрләр атина 2004 – йиллиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә тәнһәрикәтчиләрни күтүвалған вә нөвәттә сақчи мәркизи сүпитидә ишлитиливатқан олимпик йезисидики бир түрмигә йөткиветилди. әскәрләр 10 кишилик камерларға соланди. мәлуматларға қариғанда, әскәрләрниң бу йәргә йөткиветилишиниң сәвәби, бу җайниң бихәтәрлик вә һайат шәртлири җәһәттин шараитиниң йахши болуши икән. түнүгүн чүш тәрәпләрдә каваладин атинаға йөткәлгән әскәрләр келәр чаршәнбә күни көчмәнләр комитети тәрипидин сорақ қилинғанға қәдәр шу җайда тутулидикән. алдинқи күни дәдәағач сот мәһкимиси тәрипидин сотланған бу әскәрләр дөләт чеграсидин қанунсиз һалда өткәнлики җинайити билән 2 айлиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди. игилинишичә, бу әскәрләр үч йил ичидә һечқандақ җинайәт садир қилмиған әһвал астида, бу һөкүм иҗра қилинмайдикән. бирақ сийасий панаһлиқ тәлипи бир тәрәп қилинғанға қәдәр, сот мәһкимисиниң қарариға асасән, улар давамлиқ түрмидә йатидикән. түркийә қайтуруп беришни тәләп қиливатқан бу әскәрләрниң сийасий панаһлиқ тәләпи тоғрулуқ әң кечиккәндиму 3 һәптә ичидә һөкүм чиқирилиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر