камерон баш вәзирлик тәхти билән видалашти

23 – ийун өткүзүлгән реферандумда йавропа иттипақидин чиқип кетиш қарари алған әнглийә, баш вәзири камерон билән видалашти.

528696
камерон баш вәзирлик тәхти билән видалашти

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзири камерон алтә йиллиқ баш вәзирлик вәзиписиниң әң ахирқи күнидә, парламент омумий кеңишидә баш вәзир болуш сүпити билән ахирқи қетим нутуқини сөзлиди, арқидин айал падишаһқа истепасини сунди.

камеронниң орниға кабентта ички ишлар министири болуп вәзипә өтигә териса май олтуриду. әнглийә таратқулирида «йеңи төмүр айал» дәп атиливатқан териса май вәзипигә тәйинләш мәктубини букиңһам сарийида айал падишаһтин тапшурувалиду. бундақ болғанда, әнглийәдә сачир ханимдин кейин тунҗи қетим бир айал сийасәтчи баш вәзирлик вәзиписигә тәйинләнгән болиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر