сингапорда даң қизитмиси әвҗ елип кәтти

сингапорда бир һәптә ичидила 247 даң намлиқ қизитма вәқәсиниң көрүлгәнлики билдүрүлди.

527650
сингапорда  даң қизитмиси әвҗ елип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: сингапорда бир һәптә ичидә 247 даң намлиқ қизитма вәқәси көрүлди.

сингапор дөләтлик муһит агентлиқиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, сингапорда бу һәптә ичидә 13 киши даң қизитма кесәлликигә гириптар болуп, вәқә сани 247гә йәткән.

сингапорда бу йил бешидин башлап 9471 даң қизитмиси вәқәси йүз берип, 5 адәм өлди.

Admiralty Drive билән Admiralty Drive районлирида бу вәқәләр әң көп йүз бәрди.

даң қизитма вәқәсиниң әвҗ елип кетишигә вирус елип йүргән адес чивин-пашиларниң көпйип кетишиниң сәвәб болғанлиқи билдүрүлмәктә.

сингапорда хәлқниң бу һәқтики аң-сәвийәсини ашуруш үчүн 5000дин артуқ пидаий, хәтәрлик районларда лексийә орунлаштурмақта. даң қизитмиси вируси кишиләргә чивин-паша вастиси билән йуқмақта.

бу вәқәләр адәттә һөл-йеғин пәсиллири һесаблинидиған ийундин синтәбирғичә болған арилиқта, шундақла декабир вә март айлирида көринәрлик ашиду.

мутәхәссиләр йуқири темпуратура вә узун давамлишидиған һөл-йеғинларниң бәзгәклик кесили вә даң қизитмиси вируслири болған чивин-пашаларниң көпийип кетишигә сәвәб болидиғанлиқини оттуриға қоймақта.

кесәлликкә сәвәб болидиған чивин-пашаларниң су йиғилип қалған җайларда макан тутушлири сәвәбидин болупму санаәт районлиридики әхләт дөвилириниң давамлиқ дорилиниң турулуши керәк.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر