украина пирезиденти: «русийә әскәрлиригә қақшатқуч зәрбә беришкә тәййар болуңлар!» деди

петро порошәнко: «һава армийәмиз  нишани, күч - қудрити вә мәнзили нуқтисидин башқа мудапиә қисимлири билән бирликтә русийәниң таҗавузчи қилмишлириға шундақла башқа һәр түрлүк һуҗумларға қақшатқуч зәрбә берәләйдиған иқтидарға игә болуши лазим» деди.

518241
украина пирезиденти: «русийә әскәрлиригә қақшатқуч зәрбә беришкә тәййар болуңлар!» деди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти петро порошәнко һава армийәсигә буйруқ чүшүрүп, «русийә әскәрлиригә қақшатқуч зәрбә беришкә тәййар болуңлар!» деди.

петро порошәнко һаркив һава армйә университида нутуқ сөзлиди. у нутиқида, «һава армийәмиз  нишани, күч - қудрити вә мәнзили нуқтисидин башқа мудапиә қисимлири билән бирликтә русийәниң таҗавузчи қилмишлириға шундақла башқа һәр түрлүк һуҗумларға қақшатқуч зәрбә берәләйдиған иқтидарға игә болуши лазим» деди.

петро порошәнко уруш айропиланлири вә тик учар айропиланлириниң заманивилаштурулиши һәмдә ремунт қилиниши үчүн бу йил тәхминән 95 милйон доллар мәбләғ аҗритилғанлиқини билдүрүп, «бу арқилиқ армийәмиз урушқа тәййар һаләттә ремунттин чиққан тәхминән 50 айропиланға игә болиду. булардин 35 и уруш айропилани, қалғини тик учар айропинлардар» деди.

порошәнкә буниңдин илгириму украина әрмийәсиниң дунйа бойичә әң күчлүк қошунни тосуп қелишта утуққа еришкәнликини илгири сүргән иди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر