антакйа епископи вә һәмралиқидикиләр адәм бомба һуҗумиға учриди

антакйа епископи вә һәмралиқидикиләр сүрийәниң һасәкә шәһиригә қарашлиқ қамишли наһийәсидә бир адәм бомбиниң һуҗумиға учриди.

514170
антакйа епископи вә һәмралиқидикиләр адәм бомба һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: антакйа епископи вә сурйани ортодокс черкавиниң баш руһаниси моран мор игнатиус иккинчи әфрәм кәрим вә һәмралиқидикиләрниң аптомобили сүрийәниң һасәкә шәһиригә қарашлиқ қамишли наһийәсидики зийарити җәрйанида һуҗумға учрап бир адәм өлди, 3 адәм йариланди.

мәһәллий мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, әфрәм кәрим вә һәмралиқидикләр олтурған аптомобиллар аһалисиниң көп санлиқи хиристийанлардин тәшкил тапидиған әлвуста мәһәллисидин өтүп кетиватқанда, бир адәм бомба һуҗумчиси бәдинигә теңивалған бомбини партлатқан؛ епископ кәрим сақ – саламәт қутулуп қалған һуҗум нәтиҗисидә аптомобилларни муһапизәт қилип кетиватқан сурйани соторо қораллиқлиридин бири һайатидин айрилған, үч нәпири йариланған.

һазирғичә һечқандақ тәрәп һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر