конйа хәлқаралиқ һәрбий маневирға саһибханлиқ қилди

түркийәниң әң чоң вилайәтлиридин бири болған конйа шәһири хәлқаралиқ һәрбий маневирға саһибханлиқ қилди

514496
конйа хәлқаралиқ һәрбий маневирға саһибханлиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: конйада хәлқара ишиқ 2016 һәрбий маневири башлиди.

бу қетимқи һәрбий маневерға актип вә көзәткүчи салаһийитидә 19 дөләт иштирак қилиду.

түркийәниң саһибханлиқида өткүзүлидиған бу қетимқи һәрбий маневер конйадики 3-ғоллуқ һәрбий базисида елип берилди.

һәрбий маневирға түркийәдин һава, қуруқлуқ вә деңиз армийәлиридин сирт әзәрбәйҗан, шималий қибрис түрк җумһурийити, роминийә, сәуди әрәбистан вә венгирийә қатарлиқ дөләтләрниң әскәрлири қатнашти.

бу қетимқи һәрбий маневирға белгийә, қатар, кенийә, косова, ливан, македонийә, малайшийа, полша, судан, чили, гиретсийә, баңладеш вә сингапур қатарлиқ дөләтләр көзәткүчи салаһийитидә қатнашиду.

бу қетимқи һәрбий маневирниң өткүзүлүшидики мәқсәт һәрбий хадимларни қутқузуш һәрикити даирисидә қоманданлиқ контрол мусаписини назарәт қилиш вә тәрәққий қилдуруш, тикучар, қоманданлиқ контрол айропилани билән тик учар учқучилириниң тәлим-тәрбийә сәвийәлирини ашуруштин ибарәт.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر