һиндонезийәдә еғир тағ сийрилип чүшүш вәқәси йүз бәрди

һиндонезийәниң оттура җава районида мәйданға кәлгән шиддәтлик һөл – йеғин пәйда қилған тағ сийрилип чүшүш вәқәсидә 35 адәм һайатидин айрилди.

514299
һиндонезийәдә еғир тағ сийрилип чүшүш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә мәмликәтлик апәт башқуруш оргининиң әң йеңи доклатиға қариғанда, вәқәдә йәнә 14 адәм йариланған болуп, башқа 25 кишини издәш – қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта икән.

район хәлқиму хәвплик җайлардин бихәтәр йәрләргә тарқақлаштурулмақта, тикилгән чедирларда сәһийә хизмити сунулмақта вә тамақ йардими қилинмақта.

һиндонезийә мәмликәтлик килиматологийә, метроологийә вә гиофизика агентлиқи қатарлиқлар җүмә күни уқтуруш тарқитип, дөләт миқйасида мәйданға кәлгүси шиддәтлик һөл – йеғин тоғрисида агаһландурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر