2015 – йили дунйада қанчә адәм мусапирға айланди?

б д т (бирләшкән дөләтләр тәшкилати) 2015 – йил қанчә адәмниң өй – маканлиридин айрилип, мәҗбурий һалда мусапирға айланғанлиқи тоғрисида доклат елан қилди.

514303
2015 – йили дунйада қанчә адәм мусапирға айланди?

түркийә авази радийоси хәвири: б д т мусапирлар алий комитети 2015 – йили 5 милйондин артуқ адәмниң өй – маканлиридин айрилишқа мәҗбур қалғанлиқини вә мәҗбурий һалда йуртлиридин қоғлап чиқирилғанлар саниниң йуқири пәллигә чиқип, 65.3 милйонға йәткәнликини елан қилди.

б д т мусапирлар алий комитети дунйа мусапирлар күнидә елан қилған доклатида, 2015 – йили дунйа миқйасида уруш, зулум, зораванлиқ вә кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиш сәвәбидин мәҗбурий һалда өй – маканлиридин айрилғанларниң әң йуқири чәккә йәткәнликини әскәртти. доклатқа асасланғанда, 2015 – йилида өй – маканлиридин айрилишқа мәҗбур болғанларниң сани 2014 – йилиға селиштурғанда 5.8 милйон адәм ашқан болуп, буларниң йеримини кичик балилар игилигән. әгәр дунйа миқйасида өй – маканлиридин айрилғанларниң санини дөләт нопусиға селиштурсақ , дунйада нопуси 21 – орунда туридиған дөләтниң нопусиға тәңлишидикән.

дунйа миқйасида өй – маканлиридин айрилишқа мәҗбур қалған 65 милйондин көп адәмниң үчтин икки қисмини (тәхминән 40.8 милйон) дөләт ичидә өй – маканлиридин айрилғанлар игилигән болуп, 21.3 милйон адәм мусапир салаһийитидә. 3.2 милйон адәм болса, тәрәққий қилған дөләтләрдин панаһлиқ тиләп илтимас сунған.

дунйада бир минутта 24 адәм өйидин айрилишқа мәҗбур болған. сүрийә, афғанистан вә сомали дунйада әң көп мусапир чиқириватқан дөләтләр болуп, дунйа миқйасидики мусапирларниң %54 ни бу үч дөләтниң мусапирлири игилигән. сүрййәдә 2011 – йилидин буйан 4.9 милйон,афғанистанда 2.7 милйон, сомалида 1.1 милйон адәм мусапирға айланған. бу үч дөләттин башқа, җәнубий судан, судан, демократик конго җумһурийити, оттура африқа җумһурийити, бирма, еритирейә вә коломбийә қатарлиқ дөләтләрму мусапир «ишләпчиқириватқан» дөләтләр һесаблиниду.

доклатта, 2015 – йили 1 милйон мусапирға йавропаниң ишикини тақивалғанлиқи тәнқид қилинди вә дунйадики мусапирлар йүкини тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң көтүрүватқанлиқи тәкитләнди.

дунйадики мусапирларниң %86 гә тәрәққий қиливатқан дөләтләр саһибханлиқ қилиду, 4.2 милйон мусапир әң аз тәрәққий қилған дөләтләрдә йашайду. түркийә дунйада әң көп мусапирға саһибханлиқ қилишни давамлаштурмақта.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر