русийә даешқа қарши күчләрни бомбардиман қилди

америка дөләт мудапиә министирлиқиниң исмини ашкарилашни халимайдиған йуқири дәриҗилик бир әмәлдари, «русийәниң йеқиндин буйанқи һуҗумлири нийитиниң бузуқлиқи һәққидә зор әндишиләрни йаратмақта» деди.

513393
русийә даешқа қарши күчләрни бомбардиман қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи, русийә уруш айропиланлириниң сүрийәниң җәнубидики әл танфқа йеқин районда америка қоллаватқан қозғилаңчиларниму өз ичигә алған даешқа қарши күчләрни бомбардиман қилғанлиқини билдүрди.

америка дөләт мудапиә министирлиқиниң исмини ашкарилашни халимайдиған йуқири дәриҗилик бир әмәлдари, русийә  айропиланлириниң сүрийәниң җәнубида узундин буйан актип әмәсликини билдүрүп, һуҗум қилинған районда нә сүрийә әскири, нә русийә әскириниң йоқлиқини алаһидә тәкитлиди. 

у сөзидә: «русийәниң йеқиндин буйанқи һуҗумлири нийитиниң бузуқлиқи һәққидә зор әндишиләрни йаратмақта. русийәниң бу һуҗумни немә үчүн елип барғанлиқини изаһлишини вә бундақ ишниң қайта йүз бәрмәсликигә капаләт беришини тәләп қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر