һиндистан 10 хитайниң чеградин чиқип кетиши үчүн буйруқ чүшүрди

һиндистан орисса иштатидики бир ширкәттә ишләватқан 10 хитайниң чеградин чиқип кетиши үчүн буйруқ чүшүрди.

512020
һиндистан 10 хитайниң чеградин чиқип кетиши үчүн буйруқ чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹бағдаш› тори» ниң «‹һинди муртилири› гезити» гә асаслинип хәвәр қилишичә, виза мәсилиси сәвәбидин һиндистан һөкүмити шәрқий қисимдики орисса иштатлиқ йәрлик һөкүмәттин мәзкур иштатниң бадилак наһийәсидики тайланд ширкитидә йалланмад ишчи сүпитидә ишләватқан 10 хитайниң чеградин чиқип кетиши үчүн буйруқ чүшүрүшни тәләп қилған.

хәвәрдә дейилишичә, улар мәзкур иштаттики һиндистан адани гуруһи ширкитидә дамура портини кеңәйтиш қурулуши түридә тупрақ әвришкиси елишқа мәсул икән, гәрчә уларниң қолида сода визиси болсиму, әмма улар тайланд ширкитиниң хизмәтчи хадими салаһийитигә еришкән. һиндистан һөкүмити бу кишиләрниң 17- ийундин илгири чеградин чиқип кетишини тәләп қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر