аптонум район 10 дөләтниң пайтәхтидә вакаләтхана ачиду

аптонум район 2017 – йилғичә йәнә 10 дөләтниң пайтәхтидә вакаләтхана ечишни пиланлимақта.

506736
аптонум район 10 дөләтниң пайтәхтидә вакаләтхана ачиду

түркийә авази радийоси хәвири: «‹ La Vanguardia› гезити» ниң хәвәр қилишичә, испанийәдин мустәқил болуш үчүн күрәш қиливатқан каталонийә аптонум райони лисбон (португалийә), ватикан, копенһаген (данийә), варшава (полша), җәнвә (шиветсарийә), зағреб (киродийә), буенус айрес (аргентина), мексика, сеул (җәнубий корейә) вә рабат (маракәш) қатарлиқ шәһәрләрдә вәкаләтхана ачидикән, вәкаләтханиларға ахритилидиған хамчот миқдари 400 миң йавро әтрапида болидикән.

мәлуматларға қариғанда, каталонийәниң берлин (германийә), париж (фирансийә), бирйуссел (белгийә), вашингитон (америка қошма иштатлири), вийана (авистрийә) вә лондон (әнглийә) қатарлиқ шәһәрләрдә вәкаләтханилири бар икән.

каталонийә парламенти бултур нойабирда испанийәдин мустәқил болуш мусаписини ишқа кириштүргән вә йеңи асасий қанун түзүш үчүн қәдәм ташлиғаниди.

шуниңдин кейин мадрид һөкүмити испанийә асасий қанун мәһкимисигә әрз сунуп, каталонийәниң мустәқиллиқ қарарини бикар қилдуған, каталонийә болса испанийә мәһкимисиниң қарарини етирап қилмайдиғанлиқини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر