хитайниң динға болған қаришини өзгәртиш тәләп қилинди

хитайда «дин өсмүрләрниң роһий сағламлиқиға зийанлиқ» дегән қарашни өзгәртиш тәләп қилинди.

503630
хитайниң динға болған қаришини өзгәртиш тәләп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири:  хитай иҗтимаий таратқулирида, гәнсу өлкиси чиқарған «динниң мәктәпләргә киришини мәни қилидиған һөҗҗәт» кә қарши йезилған бир мақалә тарқалди.  

шү йүчең имзасида йезилған мәзкур мақалидә, динни өсмүрләрниң роһий сағламлиқиға зийанлиқ дейиш, йолдаш ши җинпиң мәмликәтлик диний хизмәтләр йиғинида тәкитлигән ‹иттипақлишиш арқилиқ алға илгириләш, тинчлиқ вә кәң қорсақлиқ билән динға ишинидиған аммини йетәкләш керәк› дегән сөзиниң роһиға хилап. бундақ кона көзқарашни өзгәртиш керәк» дейилди.               

гәнсу өлкилик маарип назарити 2016 – йили 5 - май «динниң өсмүләрниң роһий сағламлиқиға зийанлиқ икәнлики» ни илгири сүрүп, «динниң мәктәпләргә киришини қәтий чәкләш» тоғрисида һөҗҗәт чиқарған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر