баңладешта иссиқ бәлвағ борини нурғун адәмниң җениға замин болди

баңладешниң қирғақ районлирида йүз бәргән иссиқ бәлвағ боринида 21 адәм өлди, 500 миң адәм өй – маканидин айрилип қалди.

495603
баңладешта иссиқ бәлвағ борини нурғун адәмниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: қаттиқ һөл – йеғин һайатлиқни паләч һаләткә чүшүрүп қойди, 80 йеза пүтүнләй су астида қалди. баңладешта өй – макансиз қалған кишиләр үчүн вақитлиқ панаһлиниш мәркәзлири қурулмақта. җәнубий асийадики бу дөләт һәр йили боран вә деңиз сүйиниң өрләп кетишидәк һәр хил тәбиәт һадисилиригә дуч келип туриду.

баңладешта 2007 – йили йүз бәргән бир қетимлиқ боранда 4 миң адәм һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر