американиң пирезидент намзатини бәлгиләш ахирқи басқучқа кәлди

җумһурийәтчиләр партийәси билән демократлар партийәсиниң нойабир ейида өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимидин бурун пирезидент намзатини бәлгиләйдиған тәййарлиқ сайламлири давам қилмақта.

488772
американиң пирезидент намзатини бәлгиләш ахирқи басқучқа кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: америкида икки штатта тәййарлиқ сайлам риқабәтлири наһайити кәскин болди. җумһурийәтчиләр билән демократлар ғәрбий вирҗинийә иштатида сайлам өткүзди. небраскада болса, пәқәт җумһурийәтчиләрла сайлам өткүзди.

җумһурийәтчиләрниң намзат намзати болған доналд тирамп ғәрбий вирҗинийәдә %76 авазға, небраскада болса, %61 авазға еришти. доналд тирампниң вәкил сани 1119 ға йәтти. униң җумһурийәтчиләрниң пирезидент намзати болуши үчүн йәнә 120 вәкилгә еһтийаҗи бар.

демократларниң намзат намзати бөрни сандерс ғәрбий вирҗинйәдә %51 авазға еришип, рәқиби һилари клинтонни арқида қалдурди. һилари клинтон гәрчә ғәрбий вирҗийәдики сайламда уттуруп қойған болсиму, вәкил сани җәһәттә әң алдида. у җәмий 2235 вәкилгә игә болди, рәқиби сандерсниң вәкил сани 464 тә қалди.

һилари клинтонниң демократларниң пирезидент намзати болуши үчүн 50 вәкилгә еһтийаҗи бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر