«сүрийәдә әсәдла болидикән, тинчлиқ мусаписигә өтүш мумкин әмәс»

сүрийәлик өктичи гуруппилар тәшкил қилған йуқири дәриҗилик сөһбәт өткүзүш комитетиниң башлиқи рийад һиҗаб, әсәд билән сийасий мусапигә тинч өтүшниң имканийити йоқлуқини ейтти.

484530
«сүрийәдә әсәдла болидикән, тинчлиқ мусаписигә өтүш мумкин әмәс»
Frank-Walter Steinmeier-Riyad Hicab.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдики ички урушқа мунасивәтлик учришишларға саһибханлиқ қиливатқан германийәдә сөз қилған рийад һиҗаб, әсәд сүрийәдила болидикән террорлуқ вә ашқунлуқниң түгимәйдиғанлиқини, қошна әлләр баштин кәчүрүватқан мәсилиләр вә дучар болуватқан қийинчилиқларниңму бир тәрәп қилиналмайдиғанлиқини қәйт қилди.

рийад һиҗаб берлинда германийә ташқи ишлар министири франк валтер штайинмайер, фирансийә ташқи ишлар министири җен марк айраулт, б д т сүрийә алаһидә вәкили стефан де мистура билән бирликтә әнглийә вә йавропа иттипақи вәкиллири билән көрүшти. учришишта, җәнвәдә өткүзүлгән сүрийә тинчлиқ сөһбәтлирини давамлаштурушниң шәртлири, сүрийәдики зораванлиқниң азайтилиши вә инсаний вәзийәтни йахшилашниң усуллири қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди.

йиғинда германийә ташқи ишлар министири франк валтер штайинмайер һәләбкә қилиниватқан һуҗумларни әйибләйдиғанлиқлирини билдүрүп, «йа вийеннада башлинип мийунхинда давамлаштурулған тинчлиқ сөһбәтлирини қайтидин изиға чүшүримиз йаки зораванлиқ вәқәлириниң улғийип ички урушниң давамлишиш хәвпигә дуч келимиз» деди.

сөһбәтләрниң йахши вә үнүмлүк өткәнликини билдүргән герман министир, бәш йилдин буйан давамлишип келиватқан ички урушқа чарә тепишниң қийин икәнликини, сийасий сөһбәтләрни қайтидин башлаш мәсилисигә мәркәзләшкәнликлирини вә буниң алдида һәләбтә баш көтүргән зораванлиқниң туруватқанлиқини қәйт қилди.

фирансийә ташқи ишлар министири айраултму һәләбтә йүз бериватқан вәқәләргә ‹қорқунчлуқ бир тирагедийә› дәп баһа бәргән һалда, вашингтон билән москвани сүрийәдә йүз бериватқан зораванлиқ вәқәлириниң ахирлишиши үчүн бирлик һасил қилишқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر