сүрийәлик өктичи рәһбәр б д т вәкилини әйиблиди

рийад һиҗаб б д т ниң сүрийә алаһидә вәкили стефан де мистурани еғир ибариләрни ишлитип әйиблиди.

477192
сүрийәлик өктичи рәһбәр б д т вәкилини әйиблиди
riyad hicab.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәлик өктичи гуруппилар тәшкил қилған ‹музакирә өткүзүш алий һәйити› ниң башлиқи рийад һиҗаб б д т ниң сүрийә алаһидә вәкили стефан де мистурани еғир ибариләрни ишлитип әйиблиди.

рийад һиҗаб германийә баш министири ангела меркел ғазиантәптә зийарәттә болуватқан җәрйанда сүрийәлик мусапирлар туруватқан низип контейнер шәһиридә мухбирларға байанат берип, әсәд һакимийитиниң һава һуҗумлиридин сирт рәһимсизләрчә йүргүзүлүватқан муһасирә вә қийин – қистақларда һайатидин айрилған сүрийәликләргә болған һөрмәтлириниң нәтиҗиси сүпитидә җәнвәдики сүрийә музакирилирини тохтитип қойғанлиқлирини билдүрди.

мистураниң буниңдин икки йил илгири б д т ниң сүрийә алаһидә вәкилликигә тәйинләнгәнликини әскәрткән һиҗаб, бу икки йиллиқ җәрйан ичидә сүрийәдә адәм өлүш, муһасиригә елинған район вә шәһәрләрниң сани һәссиләп ешип кәтти. мистура вә униң һәйити қәйәрдә иди?-, дәп сориди.

сүрийәдә йүз бериватқан әһвалларниң өзлирини қаттиқ азаблаватқанлиқини ипадилигән рийад һиҗаб, «бу йәрдә ‹инсаний муамилә› билән ‹ғайисини ишқа ашуруш үчүн пуқраларни муһасиригә еливатқан бир һакимийәтниң инсан қелипидин чиққан муамилиси›арисидики пәрқни көрүвелишқа болиду» деди.

пүткүл сүрийәликләр намидин түркийә хәлқигә, һөкүмитигә вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқини билдүргән һиҗаб, германийә баш министири ангела меркелғиму йавропа мусапирларни қобул қилиштин әнсирәватқан бир пәйттә сүрийәликләрни франкфорт вә мийунхиндики пойиз истансилири вә аптобус бекәтлиридә меһман сүпитидә күтүвалғанлиқи үчүн рәһмәт ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر